п к к/к җ к ниң аталмиш германийә ишлири мәсули қолға чүшти

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш германийә ишлири мәсуллиридин бири болған саим чақмақ истанбулда тутулғандин кейин түрмигә ташланди.

2132063
п к к/к җ к ниң аталмиш германийә ишлири мәсули қолға чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, террорчи саим чақмақ түркийә миллий истихбарат идариси билән истанбул вилайәтлик сақчи тармақлири әтрәтлириниң һәмкарлиқи нәтиҗисидә қолға чүшкән.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң чәт әл паалийәтлиригә актип қатнашқанлиқи ениқлап чиқилған чақмақ, сақчиханидики рәсмийәтлириниң тамамлинишидин кейин әдлийә мәһкимисигә йолланған вә түрмигә ташланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر