түркийә төт тәрәп йиғинида зор утуқларни қолға кәлтүрди

испанийә пайтәхти мадридта өткүзүлгән төт тәрәп йиғинида, түркийә тәләп қилғанлирини қолға кәлтүрди.

1849484
түркийә төт тәрәп йиғинида зор утуқларни қолға кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, финландийә пирезиденти саули нинисто, шиветсийә баш министири магделена андерсон вә нато (шималий атлантик әһди тәшкилати) баш катипи столтенберг бир йәргә җәм болди.

түркийә ахбаратқа йепиқ шәкилдә ечилған йиғинда, тәләп қилғанлирини қолға кәлтүрүп зор утуқларни қолға кәлтүрди.

түркийә, шиветсийә вә финландийә арисида финландийә вә шиветсийәниң натоға әза болуш мусаписи тоғрисидики байаннамә, үч дөләтниң ташқи ишлар министирлири тәрипидин имзаланди.

бу һәқтики хитабнамәдә, «финландийә вә шиветсийә барлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң түркийәгә қаратқан һуҗумлирини ениқ вә кәскин әйибләйду. финландийә билән шиветсийәп к квә башқа барлиқ террорлуқ тәшкилатлири һәмдә бу тәшкилатларға четишлиқ шәхсләрниң паалийитиниң алдини елишни үстигә алидиғанлиқи тоғрисида вәдә бериду» дейилди.

үч дөләтниң терорлуқ тәшкилатлириниң паалийитиниң алдини елиш үчүн өзара һәмкарлиқни күчәйтишни қарар қилғанлиқи билдүрүлгән хитабнамәдә, финландийә билән шиветсийәниң түркийә тәминлигән учур-мәлуматларни вә дәлил-испатларни нәзәргә алған һалда террорлуқ гумандарлирини чеградин қоғлап чиқириш йаки қайтуруветиш тәләплиригә тез сүрәттә җаваб беридиғанлиқи, п к к вә барлиқ гумаштилириниң пул топлаш, адәм қобул қилиш паалийәтлирини тәкшүридиғанлиқи вә буларни чәкләйдиғанлиқи қәйт қилинди.

хитабнамәдә йәнә, натониң очуқ ишик сийаситини қоллайдиғанлиқини муәййәнләштүргән түркийәниң мадрид башлиқлар йиғинида, финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болушқа тәклип қилишни қоллайдиғанлиқи әскәртилди.

финландийә вә шиветсийәниң натониң иттипақдиши болуш сүпити билән,п й д|й п гвә түркийәдәфәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати дәп бекитилгән тәшкилатни қоллимайдиғанлиқи билдүрүлгән байанатта, шиветсийәниң йеңи техиму күчлүк террорлуқ җинайәтлири қанунини 1-ийулдин (2022) башлап иҗра қилидиғанлиқи, һөкүмәтниң бу қанунни асас қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

хитабнамәдә, түркийә, финландийә вә шиветсийәниң, һечқандақ қорал ембаргосиниң қалмиғанлиқини җәзмләштүргәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر