әрдоған байдин билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка пирезиденти җо байдин билән телефонлашти.

1849234
әрдоған байдин билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоған билән пирезидент җо байдинниң телефонлишип, түркийә-америка мунасивити вә районлуқ мәсилиләр тоғрисида сөзләшкәнликини уқтурди.

икки рәһбәр йәнә, испанийәниң пайтәхти мадридта өткүзүлмәкчи болған шималий атлантик әһди тәшкилати — нато дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғинидин илгири, йиғинниң күнтәртипи тоғрисидиму пикир алмаштурди.

әрдоған мадридқа қарап йолға чиқиштин бурун айродурумда байанат берип, өзиниң бүгүн әтигән америка пирезиденти билән телефонлашқанлиқини, байдинниң бүгүн кәчтә йаки әтә қайта көрүшүшни халайдиғанлиқини билдүргәнликини, өзиниң «болиду» дәп җаваб бәргәнликини ейтқаниди.

ақсарай тәрипидин елан қилинған байанаттиму, пирезидент байдинниң натоға әза дөләтләр башлиқлар йиғинида җумһур рәис әрдоған билән көрүшидиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر