түркийә ийорданийәгә тәзийә билдүрди

түркийә ийорданийәниң әқәбә портидики партлашта һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.

1849022
түркийә ийорданийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, әнқәрәниң әқәбә портида қазара йүз бәргән партлашта бир қанчә кишиниң һайатидин айрилғанлиқи, нурғун кишиниң йариланғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүрди؛ байанатта: «биз бу ечинишлиқ вәқәдә һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһим-шәпқәт тиләймиз, дост вә қериндаш ийорданийә хәлқигә, болупму қазаға учриғанларниң туғқанлириға тәзийә билдүримиз һәмдә йариланғанларниң саламәтиликиниң тезрәк әслигә келишини тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

ийорданийәниң әқәбә портида зәһәрлик газ қачиланған бир контейнирниң өрүлүп чүшүши нәтиҗисидә партлаш йүз берип, 12 кишиниң қаза қилғанлиқи, 260 кишиниң йариланғанлиқи уқтурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر