шәнтоп қирғизистан пирезиденти билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири кеңәшмисиниң 11 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини үчүн йетип барған қирғизистанниң чолпан – ата шәһиридә, пирезидент садир җаппаров  билән көрүшти.

1847908
шәнтоп қирғизистан пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезидент мәһкимиси ахбарат васитилири мәркизиниң билдүрүшичә, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров билән түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтопниң учришишида, парламентлар ара һәмкарлиқни күчәйтишни өз ичигә алған икки тәрәплик һәмкарлиқниң нөвәттики тәрәққийати һәққидә өзара пикир алмаштурулған.

қирғизистан пирезиденти садир җаппаров, қирғизистан хәлқи билән түркийә хәлқиниң мәдәнийәт вә әнәнилиридә ортақ қиммәләргә игә икәнликини тәкитләп мундақ дегән: «икки тәрәп мунасивәтлиримизни тәрәққий қилдурушқа һәрдаим тәййармиз.»

4-нөвәтлик дунйа көчмәнләр тәнһәрикәт мусабиқисиниң бу йил бурсаниң изник шәһиридә өткүзүлидиғанлиқини байан қилған җаппаров , мусабиқигә қатнишидиған қирғизистан тәрәпниңму ойунларни тәшкилләшкә йардәм беришни халайдиғанлиқини байан қилған.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп  болса, дөләтләр ара һәмкарлиқниң тәрәққий қилдурулушиға һәссә қошушқа тәййар икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, түркийә билән қирғизистан оттурисидики һәмкарлиқниң болупму сода – иқтисадий саһәсидә учқандәк тәрәққий қиливатқанлиқини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر