һаққарида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әҗәллик зәрбә берилди

һаққарида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинди.

1845678
һаққарида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, һаққари вилайитиниң ақбал йезисида, һаққари вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ қораллиқ сақчи қисим алаһидә һәрикәт вә аманлиқ сақлиғучи әтрәтләрниң иштирак қилишида башланған «әрән қамал қилиш – 2 һәрбий һәрикити» даирисидә, түнүгүн бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинған.

ички ишлар министири сулайман сойлуму, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, «терроризм қамал астида» сәрләвһисидә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «<әрән қамал қилиш – 2 һәрбий һәрикити> даирисидә, һаққари вилайитиниң шәмдилли наһийәсидә, қораллиқ сақчи қисим алаһидә һәрикәт вә аманлиқ сақлиғучи әтрәтлиримиз, һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчини бир тәрәп қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر