т р т баш мудири йавропа ахбарат тарқитиш орунлирини терроризмға қарши турушқа чақирди

йавропа ахбарат тарқитиш бирләшмиси (EBU) гә әза 41 дөләттин кәлгән ахбарат тарқитиш орунлириниң 200 дәк йуқири дәриҗилик вәкили т р т ниң саһибханлиқида чақирилған медийа башлиқлар йиғинида учрашти.

1831111
т р т баш мудири йавропа ахбарат тарқитиш орунлирини терроризмға қарши турушқа чақирди
Z.Sobacı.4.jpg
Z.Sobacı.3.jpg
Z.Sobacı.2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири:т р т ниң баш мудири мәһмәт зайид собаҗи йавропа ахбарат тарқитиш орунлирини терроризмға қарши турушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа ахбарат тарқитиш бирләшмиси (EBU) гә әза 41 дөләттин кәлгән ахбарат тарқитиш орунлириниң 200 дәк йуқири дәриҗилик вәкили т р т ниң саһибханлиқида чақирилған медийа башлиқлар йиғинида учрашти. йиғинда сөз қилған т р т баш мудири мәһмәт зайид собаҗи: «йәр шари характерлик терроризмға қарши әң күчлүк күрәш қиливатқан түркийәниң дөләт игиликидики ахбарат тарқатқучи болуш сүпитимизбилән, терроризмниң мәнбәси вәзәрбә нишаниниң қәйәр болушидин қәтийнәзәр, һәммәйләнни буниңға қарши пухта һәмкарлиқ орнитишқа чақиримиз» деди.

т р т му әза болған йавропа ахбарат тарқитиш бирләшмиси вәкиллири ваба сәвәбидин икки йилдин буйан тунҗи қетим йүзтуранә өткүзүлгән бир йиғинда өзара көрүшти. т р т ниң саһибханлиқида истанбулда өткүзүлгән йавропа ахбарат тарқитиш бирләшмиси йиғиниға, т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи вә йавропа тарқитиш ахбарат бирләшмисиниң баш директори ноел куран, һәмдә 41 дөләттики ахбарат тарқитиш орунлириниң 200 гә йеқин йуқири дәриҗилик вәкили қатнашти. икки күн давамлишидиған бу паалийәттә, аммиви ахбарат (дөләт игиликидики) тарқитишниң кәлгүси, һәл қилиниши керәк болған қийинчилиқлар, йеңи йүзлинишләр вә йашларни җәлп қилиш дегәндәк нурғун мәсилиләр музакирә қилиниду.

«җумһур рәисимизниң <дунйа бәштин чоң> дегән шоари, һәммимизниң ортақ вә бихәтәр кәлгүсигә селинидиған йеганә мәбләғниң хуласиси»

башлиқлар йиғининиң ечилиш нутуқини сөзлигән т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи, аридин узун вақит өткәндин кейин йүзтуранә өткүзүлгән 2022-йиллиқ йавропа ахбарат бирләшмиси башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилғанлиқлиридин һайаҗанлиниватқанлиқини билдүрди. әнәниви қиммәт қаришимиз болған битәрәплик, адиллиқ вә дурустлуқниң кәлгүсиниң рәқәмлик таратқулириниңму өзгәрмәс өлчими болуши керәкликини тәкитлигән собаҗи: «бу мәқсәтни бойлап, йавропа ахбарат бирләшмиси әзаси болуш сүпитимиз билән, һәр даимки һәмкарлиқ роһини сақлап, техиму бихәтәр кәлгүси бәрпа қилиш, һәмдә ахбарат тарқитиш мәдәнийитимизниң бейиши үчүн ортақ вә иҗадий тәшәббуслар билән һәмкарлиқимизни күчәйтидиған вә кеңәйтидиғанлиқимиздин қәтий гуманланмәймән. шуни унтумаслиқимиз керәкки, биз бирликтә техиму күчлүк болалаймиз» деди.

бүгүнки күндә дунйадики әң муһим ахбарат васитилириниң биригә айланған т р т ниң 18 телевизийә қанили, 17 радийо қанили билән бирликтә, 9 рәқәмлик суписи, рәқәмлик әплири һәмдә дөләт ичи – сиртидики нурғун паалийәтләр арқилиқ түркийәдә ахбарат тарқитишниң башламчиси болуш орнини сақлап кәлгәнликини билдүргән т р т  баш мудири собаҗи, сөзини давамлаштуруп: «һазир биз инсанлар вә җуғрапийәлик орунларни айрип олтурмастин, дунйани бир пүтүн һаләттә көрүшимиз؛ һәр бир инсанни қиммәтлик дәп қарап, уни нәзәрдин сақит қилишниң мәсилини һәл қилишниң чариси әмәсликини тонуп йетишимиз лазим. җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған әпәндиниң хәлқаралиқ супиларда даим оттуриға қойуп келиватқан «дунйа бәштин чоң» дегән шоари, техиму адил дунйа системиси қурушниң негизидур؛ һәммимизниң ортақ вә бихәтәр кәлгүсигә селинидиған йеганә мәбләғниң хуласисидур. дәрвәқә, түркийә нөвәттә дунйаниң тинчлиқ земини сүпитидә, рәһбәрләр әң муһим хәлқаралиқ мәсилиләрни чөридәп бир йәргә җәм болидиған, дунйа җамаити хуш хәвәрләрни күтидиған, мәдәнийәт учришишлири вә һәл қилиш тәклиплири оттуриға қойулидиған кәм учрайдиған дөләтләрниң бири. бу арқа көрүнүштә, биз йавропа ахбарат тарқитиш бирләшмисиму көңүл бөлидиған бир мәсилә сүпитидә, йашлар билән аммиви ахбарат тарқитишниң мунасивитини алдинқи орунға қойидиған, уларниң йәр шари характерлик мәсилиләргә болған көз қариши вә һәл қилиш чариси тәклиплирини оттуриға қойидиған тәтқиқатларни елип бериватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.  собаҗи т р т ниң хәлқаралиқ хәвәр супилири һәққидиму тохтилип: «т р т болуш сүпитимиз билән, бүгүн телевизийә вә радийо қаналлиримиз, рәқәмлик супилиримиз билән дунйаниң йәттә қитәсигә 41 тил вә дийалектта тарқитиш бериватимиз. т р т World дин башқа, рәқәмлик хәвәр супилиримиз т р т немисчә, т р т русчә, т р т әрәбчигә йеқинда т р т фирансузчиниму илавә қилип, хәлқаралиқ тарқитиш аилимизниң әң йеңи әзасиниң қурулғанлиқини тәбриклидуқ. буниңдин башқа, бизниң африқа, балқан вә парс тиллиридики рәқәмлик хәвәр супилирини ечиш хизмәтлиримиз давамлишиду» деди.

«терроризмниң мәнбәси вә нишани қәйәр болушидин қәтийнәзәр бирликтә қарши туруш нуқтисида сағлам һәмкарлиқ орнитишни чақириқ қилимиз»

киризислар, мәсилиләр вә өзгиришләрни диҗиталлишиш мусаписидин айрим чүшинишниң мумкин әмәсликини тәкитлигән мәһмәт зайид собаҗи, йавропа иттипақи ахбарат башлиқлар йиғинида тарихий чақириқ қилди.

у: «биз дөләт ахбаратчилири болуш сүпитимиз билән, хата учур вә мәқсәтлик учур тарқитишқа қарши барлиқ күчимиз билән күрәш қилидиған муһим идарә-органлар һесаблинимиз. дөләт ахбаратчилири болуш сүпитимиз билән мәсулийитимиз буниң биләнла чәклинип қалмайду. ашқунлуқ, кирим адаләтсизлики, дунйави терроризм, интернет тор бихәтәрлики вә екологийәлик мәсилиләр тоғрисида җәмийәтни мәлуматқа игә қилишимиз керәк. дунйави терроризмға қарши әң күчлүк күрәш қиливатқан түркийәниң ахбарат оргини болуш сүпитимиз билән, терроризмниң мәнбәси вә нишани қәйәр болушидин қәтийнәзәр бирликтә қарши туруш нуқтисида сағлам һәмкарлиқ орнитишни чақириқ қилимиз» деди.

«түркийә америкадин қалсила қисимлиқ телевизийә филимлири експортида иккинчи орунда туриду»

мәһмәт зайид собаҗи т р т ниң қисимлиқ телевизийә филимлири вә ортақ филим ишләш җәһәттики мувәппәқийити билән диҗитал хизмәтлири һәққидиму тохталди.

у мундақ деди:

«дунйаниң т р т қисимлиқ телевизийә филимлириға қизиқиватқанлиқи тоғрисида тохтилишни халаймән. түркийә америкадин қалсила қисимлиқ телевизийә филимлири експортида иккинчи орунда туриду. бу мувәппәқийәт нәтиҗисидә идаримизниң дунйа миқйасида қисимлиқ телевизийә филимлирини сетиш саһәсидики хизмәтләргә башчилиқ қилишини еғизға алмай туралмаймиз. қисимлиқ телевизийә филимлири, ортақ ишләнгән филимлар вә қончақ филимлиригә болған тәләп интайин йуқири. кейинки айларда хәлқара т р т диҗитал видео супимизни ишқа кириштүрүш үчүн тиришиватимиз. бу диҗитал супа вә тәййарлинидиған йеңи мәзмунлар؛ буниң билән бирликтә йәнә, йавропа иттипақи ахбарат бирләшмисиниң иқнтернет тори елиш-сетиш системиси сунған имканийәтләр һәмдә өзара һәмкарлиқ пурсәтлиридин техиму көп пайдилинишимизға имканийәт йаритип бериду. т р т ваба мәзгилидә йавропа ахбарат бирләшмисиниң <Content Appeal> нами астида башлиған вә әза болғанлар һәқсиз пирограммиға еришәләйдиған пирограмма мундәриҗиси йумталиға, һөҗҗәтлик филим, драмма қатарлиқ охшимиған категорийәләр бойичә актип һәссә қошти. буниң билән биргә, т р т кино филими саһәсидиму хәлқаралиқ һәмкарлиқларни күнсери техиму үнүмлүк һалға кәлтүрүп, өзи һәққидики қизиқишни күчәйтиватиду. йеқинқи үч йилда т р т һәмкарлишип ишлигән кино филимлири, кан, берлин, карлови вари, венедик, сан себастийан, варашава вә локарно қатарлиқ 300 дин артуқ дөләтлик һәмдә хәлқаралиқ филим фестиваллирида тәхминән 275 мукапатқа еришти. т р т хәлқаралиқ филим фестиваллирида берилгән т р т алаһидә мукапатлири, башқа идарә-органлар билән болған һәмкарлиқлири биләнму, бу саһәдики һәмкарлиқларға төһпә қошуватиду.»

йавропа иттипақи ахбарат бирләшмисиниң баш директори ноел курран сөзини т р т ға бу катта йиғинға саһибханлиқ қилғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтиш билән башлиди.

у: «бизниң биллә болушимиз интайин қиммәтлик. биз бу пурсәттә т р т билән болған һәмкарлиқимизни ашурушни үмид қилимиз» деди.

йавропадики аммиви ахбарат тарқитиш васитилирини бир йәргә топлаш мәқситидә қурулған йавропа иттипақи ахбарат бирләшмиси дунйадики әң муһим аммиви ахбарат органлириниң бирләшмисидин бири болуп һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر