министир чавушоғлу шиветсийә вә финландийә ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, шиветсийә ташқи ишлар министири ән линде вә финландийә ташқи ишлар министири пекка хависто билән көрүшти.

1827034
министир чавушоғлу шиветсийә вә финландийә ташқи ишлар министирлири билән көрүшти
cavusoglu nato berlin.jpg
cavusoglu-linde-haavisto.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, шиветсийә ташқи ишлар министири ән линде вә финландийә ташқи ишлар министири пекка хависто билән мәзкур икки дөләтниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуш илтимаси тоғрисида үч тәрәп сөһбәт йиғини өткүзди.

министир мәвлүт чавушоғлу твиттердики адресида байанат елан қилип: «мән натоға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң берлинда чақирилған ғәрий рәсмий йиғини җәрйанида шиветсийәлик вә финландийәлик мәнсәпдашлиримиз билән көрүштүм» деди.

министир чавушоғлу нато йиғиниға кириштин бурун байанат берип, шиветсийә билән финландийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ни очуқ – ашкара қоллайдиғанлиқини тәкитлиди вә сөзини давамлаштуруп: «барлиқ агаһландурушимизға қаримай, көзимизниң алдида йүз бериватқан бу әһвал өз нөвитидә хәлқимизниң һессийатиға пассип тәсир көрсәтмәктә. шуңлашқа, иттипақдаш дөләткә айлинидиған дөләт бизгә һәр күни һуҗум қиливатқан, әскәрлиримиз вә сақчилиримизни шеһит қиливатқан террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ни қоллимаслиқи керәк» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر