әрдоған җумһур рәислик вәзиписини 8- синип оқуғучиси шүкрү әмрә әрәнгә өткүзүп бәрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң қайтидин дунйаниң рәһбәрликигә интилидиғанлиқини шундақла дөлити вә хәлқи билән қайтидин йүкселиштә икәнликини ейтти.

1817020
әрдоған җумһур рәислик вәзиписини 8- синип оқуғучиси шүкрү әмрә әрәнгә өткүзүп бәрди
erdoğan.jpg
Erdoğan çocuklarla buluştu 3.jpg
erdogan 23 nisan koltuk devretme.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 23-апрел дөләт игилик һоқуқи вә балилар байрими паалийити даирисидә, түнүгүн дөләт маарип министири мәһмут өзәр вә һәмраһлиқидики 11 өсмүрниң зийаритини истанбулдики ваһдәттин сарийида қобул қилди.

меһманлар билән бир-бирләп көрүшүп чиққан әрдоған, вәзиписини 8-синип оқуғучиси шүкрү әмрә әрәнгә өткүзүп бәрди.

әрдоған әрәнгә: «һөрмәтлик җумһур рәисимиз хуш кәпсиз» дәп хитаб қилди. әрәнму әрдоғанға: «хуш кәлдуқ вә хошаллиқиңизни көрдүқ» деди.

җумһур рәис әрдоған күтүвелиш йиғинидики сөзидә, балиларниң 23-апрел дөләт игилик һоқуқи вә балилар байримини тәбриклиди.

түркийә җумһурийитиниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүркниң бүйүк милләт мәҗлиси (парламент) ниң ечилиш күни  болған 23-апрелни кәлгүсини ойлап балиларға һәдийә қилғанлиқини әскәртип мундақ деди:

«биз дунйа бойичә тарихий йилтизи әң чоңқур дөләт әнәнисигә игимиз. миллитимиз башқа хәлқләрни өзигә һәйран қалдурған күрәшлири, ирадиси, тиришчанлиқи вә җасарити билән нәччә миң йил мабәйнидә мәйли қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр мувәппәқийәт қазанди. мана бүгүн түркийә қайтидин дунйаниң рәһбәрликигә интилмәктә. дөлити билән шундақла инсанйәтниң виҗданини, шәпқитини вә үмидини өзигә муҗәссәмләштүргән миллити билән йеңи бир йүкселиш басқучида турмақта. мән өткүзүп бәргән йәрдин тапшуруп алидиған бу мубарәк байрақни һәммила саһәдә дунйаниң чоққисиға елип чиқишиңларни алаһидә тәләп қилимән.»

әрдоған сөзидин кейин шүкру әмрә әрәнгә хитаб қилип: «микрофонни җумһур рәисимизгә тапшуруп берәйли» деди.

әрән барлиқ савақдашлири намидин орундуқниң әсли игиси болған җумһур рәис әрдоғанға уларни күтүвалғанлиқи үчүн рәһмәт ейтти вә барлиқ өсмүрләрниң 23-апрел байримини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر