ақар 5 дөләтниң дөләт мудапиә министирлири билән синлиқ көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар булғарийә, гирузийә, полша, руминийә вә украинаниң дөләт мудапиә министирлири билән 6 тәрәплик син йиғинида көрүшти.

1808675
ақар 5 дөләтниң дөләт мудапиә министирлири билән синлиқ көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир ақар, булғарийә дөләт мудапиә министири драгомир  заков, полша дөләт мудапиә министири марийус бласзак, руминийә дөләт мудапиә министири василе динку, украина дөләт мудапиә министири олексий резников вә гирузийә дөләт мудапиә министири җуаншер бурчуладзе билән алтә тәрәплик син йиғинида көрүшти.

у,  түркийәниң тәклипи вә уйуштуруши билән өткүзүлгән син йиғинидин кейин елан қилған байанатида, йиғинниң наһайити мувәппәқийәтлик өткәнликини, йиғинда, районлуқ мудапиә вә бихәтәрлик мәсилисидә өзара пикир алмаштурғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «йиғинда, киризискә дипломатийә җәһәттин һәл қилиш чариси тепишқа йардәм бериш үчүн, украинада дәрһал уруш тохтитишниң әһмийити вә пуқраларни бихәтәр тарқақлаштурушниң муһимлиқи, минаға қарши күрәшни өз ичигә алған қарадеңизда тинчлиқ, хатирҗәмлик вә муқимлиқни қоғдаштики һәмкарлиқниң әһмийити йәнә бир қетим тәкитләнди. ахирида, барғансери йаманлишиватқан инсаний тирагедийә сәвәбидин инсанпәрвәрлик йардәмләрни үзлүксиз давамлаштуруш вәрайондики кризисниң техиму кәскинлишип кетишиниң алдини елиш үчүн қоллинилидиған тәдбирләр һәққидә музакирә елип берилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر