әрдоған: түркийәни адаләт, һәққанийәт, һузур вә гүллинишниң символиға айландуримиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дунйа киризис патқиқиға петип қеливатқан бир дәврдә түркийәни адаләт, һәққанийәт, һузур вә гүллинишниң символиға айландуруш вә улуғвар нишанлириға йәткүзүш йолида пүтүн күчлири билән хизмәт ишләватқанлиқлирини ейтти

1806091
әрдоған: түркийәни адаләт, һәққанийәт, һузур вә гүллинишниң символиға айландуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, истанбулдики долмабаһчә сарийидики ишханисидин, малатйа айланма йолиниң 1-бөликиниң ечилиш мурасимиға нәқ мәйдан улиниш арқилиқ қатнишип, қилған сөзидә, улиниш йоли билән узунлуқи 53.5 километир келидиған айланма йолиниң бойида  12 ачал көврүки, 5 йәр асти өтүшмә көврүки, 3 төмүр йол көврүки, 4 су йоли көврүкиниң орун алғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, бу йол арқилиқ шәһәр мәркизидики қатнаш бесимини йениклитиш арқилиқ, вақиттин 89 милйон лира, йеқилғудин 97 милйон лира теҗәп қелинидиғанлиқини, һәмдә карбон қойуп бериш миқдариниң 19 миң тоннидин артуқ азайтилидиғанлиқини, бу лайиһә үчүн селинған омумий мәбләғ тәннәрхиниң 1 милйард 128 милйон лира икәнликини тәкитләп мундақ деди: «биз нөвәттә, пүткүл дунйа ‹ковид – 19› йуқумидин тартип урушқичә, көчмәнләр киризисидин ирқий айримчилиқ мәсилисигичә, енергийә вә йемәк – ичмәкни өз ичигә алған иқтисадий давалғушлардин иҗтимаий қалаймиқанчилиқларғичә сан – санақсиз кризис патқиқиға петип қеливатқан бир дәврни баштин кәчүрүватимиз. мана мушундақ қорқунчлуқ вәзийәт вә хәвплик басқучта, дөлитимизни адаләт, һәққанийәт, һузур вә гүллинишниң символиға айландуруш вә улуғвар нишанлириға йәткүзүш йолида пүтүн күчимиз билән тинимсиз хизмәт ишләватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر