чавушуғлу билән кулеба украинаниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу украина ташқи ишлар министири дмийтро кулеба билән телефонда көрүшти.

1789550
чавушуғлу билән кулеба украинаниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң мәлуматлириға қариғанда, министир мәвлүт чавушоғлу билән украина ташқи ишлар министири кулеба телефонда көрүшүп, украинаниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилған.

көрүшүштә, мәвлүт чавушоғлу русийә билән украинаниң пуқраларни тарқақлаштуруш үчүн районлуқ сәвийәдә болсиму инсаний каридор тәсис қилиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилғанлиқидин түркийәниң мәмнунлуқ һес қилинғанлиқини билдүрди.

у мәзкур каридорниң пуқраларни тарқақлаштуруш имканийити йаритип берипла қалмастин йәнә, бу районларға инсанпәрвәрлик йардәмлири йәткүзүшни асанлаштуруп беридиғанлиқини қәйт қилди.

украина-русийә һәйәтлири түнүгүн (2022-йили 3-март) иккинчи қетимлиқ көрүшүшни әмәлгә ашурған болуп, пуқраларни тарқақлаштурушта районлуқ инсаний каридор тәсис қилиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر