қалин уруш тохтитиш тоғрулуқ чақириқта болди

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин русийәниң украинаға қаратқан һуҗумлириниң дәрһал тохтитилиши лазимлиқини билдүрүп уруш тохтитиш тоғрулуқ чақириқта болди.

1786385
қалин уруш тохтитиш тоғрулуқ чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: қалин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «украина урушиниң төтинчи күни җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң чақириқини тәкрарлаймиз: русийәниң һуҗумлири дәрһал тохтитилиши керәк, уруш тохтитиш мәқситидә сөһбәт өткүзүлүшкә башлиниши лазим, адаләтсиз вә қанунсиз бу урушниң алдида, украина хәлқиниң техиму көп дәрд - әләм тартмаслиқи үчүн, давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر