әрдоған: һәр икки дөләттин ваз кечишимиз мумкин әмәс

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийә-украина киризиси үстидә тохталғанда: «һәр икки дөләттин ваз кечишимиз мумкин әмәс. биз һечбиридин ваз кәчмәстин бу мәсилини һәл қилидиған қәдәмни ташлашни мәқсәт қиливатимиз» деди.

1783810
әрдоған: һәр икки дөләттин ваз кечишимиз мумкин әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған африқа зийаритидин қайтиватқанда, айропиланда мухбирларниң күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

у 20-февралда (2022) конго демократик җумһурийити билән башланған африқа зийаритиниң ахирлашқанлиқини билдүрүп, украинаниң нөвәттики вәзийити сәвәбидин зийарәтни йерим йолда тохтитишқа мәҗбур болғанлиқини әскәртти. у мундақ деди:

«дөлитимизниң украинаниң земин пүтүнлүкигә әһмийәт беридиғанлиқини украина пирезиденти зеленский билән телефонда көрүшкәндә билдүрдүм. минск келишимигә очуқтин очуқ хилап болған һәр қандақ һәрикәтни қобул қилмиғанлиқимизни, қилмайдиғанлиқимизниму қайта-қайта тәкитлидим. йәнә, киризис техиму чоңаймастин дипломатийә вә дийалог йоли билән һәл қилиниши үчүн үстимизгә чүшкән вәзипимизни ада қилишқа тәййар икәнликимизни ейттим.»

у қарадеңизниң бихәтәрлики вә муқимлиқиға тәһдит салидиған мәвҗут вәзийәтни нато дөләтлири билән музакирә қилидиғанлиқлирини, нато йуқири дәриҗилик рәһбәрләр йиғининиң интернетта өткүзүлидиғанлиқини қәйт қилди.

у: «қарадеңизда қошнилиримиз болған  русийә вә украинаниң балдуррақ музакирә үстилигә қайтип келишини үмид қилимиз» деди.

у нато йиғинидин немиләрни күтидиғанлиқи һәққидики соалға: «һазирчә украинаға рәсмий әскәр әвәтиштәк әһвалға дуч кәлмидуқ. һәммә гәп қиливатиду, әмма һәрикити йоқ. әһвал мушундақ болуватиду. шуңа, русийә чеграда еғизға алғудәк дәриҗидә әскәр топлиди. әлвәттә, бундақ вәзийәттә нәтиҗиниң қандақ болидиғанлиқини билиш үчүн каһин болмисақму болиду. бу нуқтидин ейтқанда, нато йиғинида һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлири немиләрни дәйду, қарап бақайли. биз дәйдиғанлиримизни уларниң дегәнлиригә қарита бәлгиләймиз, шундақла мәйданимизни оттуриға қойимиз» деди.

у түркийәниң бу икки дөләттин қайсни қоллайдиғанлиқи тоғрисидики соалға: «һәр иккисидин ваз кечишимиз мумкин әмәс» дәп җаваб бәрди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر