«түркийә асийа әллири билән мунасивәтләрни күчәйтишни нишан қиливатиду»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң асийа дөләтлири билән мунасивәтлирини күчәйтишни нишан қиливатқанлиқини ейтти.

1769896
«түркийә асийа әллири билән мунасивәтләрни күчәйтишни нишан қиливатиду»
Cavusoglu-Gamini Lakshman Peiris.jpg
cavusoglu sri lanka.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, сириланка зийарити даирисидә, һәм сирилака дипломатийә министири гамини лакшман пейрис һәм һәйәтләр ара учришишлардин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, пейрис билән  тунҗи қетимлиқ айрим көрүшүшиниң, америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә ишқа ашурулғанлиқини, нийу йорктики учришишта музакириләр қилинған темиларниң бу қетимқи көрүшүштә тәкрар оттуриға қойулғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта,  сириланка пирезиденти готабайа раҗапакса биләнму көрүшкәнликини, учришишта, униңға, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң салими вә түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуш тәклипини йәткүзгәнликини, түркийәниң 2019 – йили «йеңидин асийа» истиратегийәсини йолға қойғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «асийа әллири билән мунасивәтлиримизни күчәйтишни нишан қиливатимиз, бу мәнидин ейтқанда, биз сириланкани һинди окйанниң мәрвайити вә интайин қиммәтлик һәм муһим иттипақдишимиз дәп қараймиз.»

қош баҗ елинишиниң алдини елиш тоғрисида келишим имзалиғанлиқлирини әскәрткән чавушоғлу, бу келишимниң икки дөләтниң иқтисадий мунасивәтлирини мустәһкәмләштә муһим рол ойнайдиғанлиқини, икки дөләт оттурисидики сода, сәһийә, дора санаити, қурулуш вә сайаһәт қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқни тәрәққий қилдуридиғанлиқлирини,  түркийә һава йоллири ширкитиниң, сириланкаға һәптидә 11 болған айропилан сәпәрлириниң санини сентәбирдин башлап 14 кә йәткүзүш истиратегийәсини йолға  қойғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди:



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر