түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 185 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 185 кишиигә йәтти

1767150
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 185 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 392 миң 281 киши тәкшүрүлди вә булардин 65 миң 503 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

бир күн ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 75 миң 573 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә үчинчи миқдар ваксина сани 140 милйон 743 миң 552 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر