түркийә әрәб бирләшмә хәлипилики вә сәуди әрәбистанға қилинған һуҗумларни әйиблиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи әрәб бирләшмә хәлипилики вә сәуди әрәбистанға қилинған һуҗумлар һәққидә байанат елан қилди.

1767504
түркийә әрәб бирләшмә хәлипилики вә сәуди әрәбистанға қилинған һуҗумларни әйиблиди

 түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, «24-йанварда баллистик башқурулидиған бомба вә учқучисиз айропиланлар билән әрәб бирләшмә хәлипилики вә сәуди әрәбистандики пуқралар һуҗум нишани қилинған терорлуқ һәрикитини әйибләймиз. хәлқара қанунға очуқ-ашкарә хилаплиқ қилидиған бу хил һуҗумларниң дәрһал тохтитилишини тәләп қилимиз» дейилди.

сәуди әрәбистанниң җазан райониға баллистик башқурулидиған бомба билән қилинған һуҗумда икки киши йариланған болуп, һуҗумниң йәмәндики хусийлар тәрипидин елип берилғанлиқин елан қилинған иди.

әрәб бирләшмә хәлипилики болса, хусийлар қойуп бәргән икки баллистик башқурулидиған бомбиниң һава мудапиә системиси тәрипидин пачақлап ташланғанлиқини вә башқурулидиған бомба қалдуқлириниң пайтәхт әбузәбиниң әтрапидики охшимиған районларға чүшкәнликини, әмма адәм өлүш вәқәси көрүлмигәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر