түркийәдә өткән йили бовақларға қайси исимлар әң көп қойулди?

түркийәдә өткән йили 1 милйон 47 миң 975 бовақ дунйаға кәлди.

1766937
түркийәдә өткән йили бовақларға қайси исимлар әң көп қойулди?

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирликигә қарашлиқ нопус вә геражданлиқ ишлири идарисидин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, бовақларниң әң йақтурилидиған исимлири сүпитидә оғулларға йүсүп 7 миң 134 қетим, алпарслан 6 миң 304 вә мирач 5 миң 777  қетим қойулған.

бу исимларниң арқидин рәт бойичә өмәр асаф, әймән, гөктуғ, өмәр, мустафа, арас вә әли асаф қатарлиқ исимлар қойулған.

қизларға болса, әң көп қойулған исимлар ичидә зәйнәп биринчи орунға өткән.

өткән йили зәйнәп дегән исим 10 миң 130 боваққа қойулған.

буниңдин башқа йәнә, 6 миң 546 боваққа елиф, 6 миң 496 боваққа асәл дегән исим қойулған

қиз бовақларға әң көп қойулған башқа исимлар рәт бойичә, асийә, дәфнә, азра, нәһир, зумра, әйлүл вә әҗрин болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر