түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 184 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 184 кишиигә йәтти

1766865
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 184 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә  417 миң 161 киши тәкшүрүлди вә булардин 72 миң 856 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

бир күн ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 89 миң 926 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 140 милйон 665 миң 664 кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر