44 террорчи бир тәрәп қилинди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар шанлиурфа вилайитиниң ақчақәлә наһийәсидики чегра линийәсидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кейин башланған «җазаландуруш һәрбий һәрикәтлири» давамида 44 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүрди.

1763077
44 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ақар: ақар, пайтәхт әнқәрәдә, шанлиурфа вилайитиниң ақчақәлә наһийәсидики чегра линийәсидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кейин башланған «җазаландуруш һәрбий һәрикәтлири» һәққидә елан қилған байанатида, террорчиларниң хаинларчә бомба һуҗумида 3 қәһриман түркийә әскириниң шеһит болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «террорчиларниң хаинларчә һуҗумидин кейин ениқлап чиқилған нишанларға қарита <җазаландуруш һәрбий һәрикәтлири> ни қозғидуқ, буниң нәтиҗисидә қәһриман әскәрлиримиз тәрипидин 44 террорчи бир тәрәп қилинди, шеһитлиримизниң қанлири йәрдә қалмиди, буниңдин кейинму һәргиз қалмайду. сүрийәдики алақидар тәрәпләрниң келишимгә риайә қилип, мәсулийәтлирини ада қилишини күтүватимиз, чегра линийәлиримиздин һалқип келип, бизгә һуҗум қилишни пиланлаватқанларға қарита сәвр - тақитимиз   қалмиди. һәр бир һуҗумға тегишлик җаваб қайтурулиду, һәмдә буниң үчүн чоқум һесаб елиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر