хулуси ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов билән телефонда көрүшти.

1760131
хулуси ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң тивиттер һесабида елан қилинған байанатта, һәсәновниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г терорчилири тәрипидин алдинқи күни акчақәлә чеграсиға көмүлгән (йәрлик усулда йасивелинған) партилатқучниң партилиши сәвәбидин шеһит болған 3 әскәргә тәзийә билдүрүп, хулуси ақардин һал сориғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, сөһбәттә йәнә һәрбий тәлим - тәрбийә һәмкарлиқи паалийити тоғрисидиму пикир алмаштурулғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر