түркийәниң варшавадики әлчиханиси атәш топ һуҗумиға учриди

түркийәниң полшаниң пайтәхти варшавадики әлчиханиси атәш топ һуҗумиға учриди.

1753879
түркийәниң варшавадики әлчиханиси атәш топ һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: бинаниң алдиға кәлгән бир киши үч данә атәш топни әлчихана бинасиға қаритип атқандин кейин қечишқа урунди, сақчилар билән райондики хәвпсизлик күчлири гумандарни қолға чүшүрди.

адәм өлүш йаки йарилиниш әһвали көрүлмигән вәқә нәтиҗисидә икки сақчи аптомобили зийанға учриди.

сақчиларниң вәқәгә алақидар тәкшүрүшлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر