октай әрсойниң вапат болғанлиқиниң 85 - йиллиқини хатирилиди

муавин җумһур рәис фуат октай истиқлал марши шаири мәһмәт акиф әрсойниң вапат болғанлиқиниң 85 - йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

1753219
октай әрсойниң вапат болғанлиқиниң 85 - йиллиқини хатирилиди

түркийә авази радийоси хәвири: октай, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «вәтән сөйгүси пурап туридиған мисралири билән пүткүл вуҗудимизни ләрзигә салидиған вә қәлблиримизниң төридин мустәһкәм орун алған истиқлал шаиримиз <дөләт шеири> шаиримиз мәһмәт акиф әрсойни, вапат болғанлиқиниң 85  -йиллиқи мунасивити билән миннәтдарлиқ туйғуси ичидә йад етимән, мәһмәт акиф әрсойниң миллитимизгә мирас қалдурған пикирлири, әсәрлири вә миллий күрәш роһини әвладтин – әвладқа йашитиш, муқәддәс бурчимиздур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر