әрдоған: физикилиқ узақлиққа қаримастин, қийин күнләрдә һиндонезийә хәлқиниң йенида болдуқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған физикилиқ узақлиққа қаримастин, қийин күнләрдә һиндонезийә хәлқини һәргиз йалғуз ташлап қоймиғанлиқини билдүрди.

1752671
әрдоған: физикилиқ узақлиққа қаримастин, қийин күнләрдә һиндонезийә хәлқиниң йенида болдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 2004-йили һиндонезийәниң аче районида йүз бәргән деңиз ташқининиң 17 - йиллиқи мунасивити билән «йәршари аче диаспораси» тәрипидин уйуштурулған паалийәткә синлиқ учур йоллиди.

җумһур рәис әрдоған синлиқ учурида йирақтин болсиму бу әһмийәтлик паалийәткә қатнашқанлиқидин интайин хушал болғанлиқини тилға алди.

әрдоған 2004-йилдики чоң апәттә һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт вә башқиларға  сәвр - тақәт тиләйдиғанлиқини билдүрүп, «биз һиндонезийәлик қериндашлиримиз билән болған һәмкарлиқимизни давамлаштуримиз, һиндонезийә хәлқиниң азабини азабимиз, хушаллиқини хушаллиқимиз дәп қараймиз» деди.

әрдоған оттуридики физикилиқ мусапә узунлуқиға қаримастин, қийин күнләрдә һиндонезийә хәлқини һәргиз йалғуз ташлап қоймиғанлиқини әскәртип, «еһтийаҗлиқ болған һәр қандақ чағда қолимиздики имканийәтлиримизни һиндонезийә үчүн сәпәрвәр қилдуқ» деди.

апәттин кейин түркийәниң һиндонезийәгә бәргән тәрәққийат йардиминиң 75 милйон доллардин ашқанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر