әрдоған: нишанимиз дөлитимизни дунйадики 10 чоң иқтисадий гәвдиниң биригә айландуруш

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, мәқситиниң түркийәни дунйадики 10 чоң иқтисадий гәвдиниң қатариға киргүзүш икәнликини билдүрди.

1752350
әрдоған: нишанимиз дөлитимизни дунйадики 10 чоң иқтисадий гәвдиниң биригә айландуруш

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, җумһур рәислик мәһкимисиниң истанбул долмабаһчәдики ишханисида иқтисадшунаслар вә академиклар билән өткүзгән учришишида сөз қилди.

түркийәниң тунҗи қетим өзлири һакимийәт йүргүзгән йеқинқи 20 йилда үзлүксиз тәрәққийат мусаписини баштин кәчүргәнликини тәкитлигән әрдоған, буниң билән өзлириниң асаслиқ иқтисадий һәрикәт үчүн зөрүр болған ул әслиһәләрни көрүнәрлик дәриҗидә тамамлиғанлиқлирини оттуриға қойди.

өзлири һакимийәт бешиға кәлгән 2002 – йилида түркийә хәлқара пул фонди тәшкилатиға төләйдиған қәрзиниң 23 милйард 500 милйон доллар икәнликини, 2013- йили майда бу қәрзни төләп төгәткәнликлирини тәкитлигән әрдоған: «биз нөвәттә хәлқара пул фонди тәшкилатиға қәрздар әмәсмиз, шундақла хәлқара пул фонди тәшкилати билән һечқандақ алақимизму йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.

иқтисадниң әслигә келиши билән мәркизи банкиниң ташқи перевот записиниң 115 милйард доллардин ашқанлиқини тилға алған әрдоған: «(запас пул) бу йүзлиниш билән техиму йахши һаләткә келиду. бизниң мәқситимиз дөлитимизни дунйадики 10 чоң иқтисадий гәвдиниң қатариға киргүзүш» деди.

җумһур рәис әрдоған: «биз қисқа вақит ичидә малийә тәңпуңлуқини орнитивалсақ, дөлитимизниң алдимиздики йаз айлирида пүтүнләй охшимайдиған иқтисадий һаварайиға киргәнликигә шаһит болимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر