чавушоғлу түркийәниң ташқи сийасәттә дипломатийәни асасий орунға қойидиғанлиқини ейтти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, түркийәниң кәң җуғрапийәлик маканда дипломатик тәшәббус әвзәлликини асас қилған реал ташқи сийасәт йүргүзүватқанлиқини ейтти.

1752020
чавушоғлу түркийәниң ташқи сийасәттә дипломатийәни асасий орунға қойидиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу хәлқара мунасивәт кеңиши җәмийити тәрипидин интернет муһитида уйуштурулған хәлқара бихәтәрлик академийәсиниң йепилиш йиғиниға қатнишип сөз қилди؛ русийә билән украина, русийә билән шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато оттурисидики риқабәтниң хәтәрлик дәриҗигә берип қалғанлиқини тилға алған чавушоғлу: «биз пәқәт русийә билән кәң даирилик мунасивитимиз болғанлиқи үчүнла пиринсиплиримизға вә украина билән болған қойуқ мунасивитимизгә сәл қаримаймиз. буниңға охшаш нурғун қийин әһвалларда, шараит вә дөләт бихәтәрликимиз немини тәләп қилса, шуни қилимиз. бу қийин иш, әмма дипломатийәниң иши мушу» деди.

чавушоғлу ташқи сийасәтни миллий қиммәт – қарашлар, пакитлар, мумкинчилик вә иқтидарлар асасида елип бериватқанлиқлирини тәкитләп, түркийәниң дипломатийәни пиринсипқа дәхли - тәруз қилмастин, реал усул билән елип баридиғанлиқини әскәртти.

дөләт бихәтәрликиниң әң муһим капалитиниң бириниң түркийәниң йалтайтиш күчи икәнликини оттуриға қойған чавушоғлу, йалтайтиш қудритигә игә болуш үчүн һәрбий күч, нопус вә иқтисадий күч қатарлиқ амиллардин башқа, үнүмлүк дипломатийәгиму еһитйаҗ барлиқини ейтти.

түркийәниң кәң җуғрапийәлик маканда дипломатик тәшәббус әвзәлликини асас қилған реал ташқи сийасәт йүргүзүватқанлиқини тәкитлигән чавушоғлу: «биздә паалийәтләрниң  бизгә һөкүмранлиқ қилишиға йол қоймастин, инкас характерлик әмәс, актип дипломатийә йүргүзүш чүшәнчиси бар» дегәнләрни қәйт қилди.

чавушоғлу өзлириниң дипломатийәни һәмишә алдинқи орунға қойуп кәлгәнликлирини вә буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқлирини әскәртип, ливийә, шәрқий ақдеңиз вә сүрийәгичә болған барлиқ җайларда «алди билән дипломатийә» дәп кәлгәнликлирини тәкитлиди.

чавушоғлу: «биз дипломатийә тосқунлуққа учриған әһваллардиму мәйданға чүштуқ, бу қәтийлик районимиздила әмәс, дунйаниң һәр қайси җайлирида бизниң миллий күч чүшәнчимиз вә йалтайтиш қудритимизни ашурди» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر