шәнтоп сербийә зийаритини башлиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп шималий македонийә, сербийә вә қаратағни өз ичигә алған рәсмий хизмәт зийаритиниң иккинчи қисми үчүн, һәмраһлиқидики парламент һәйити билән сербийә пайтәхти белградқа йетип барди.

1750965
шәнтоп сербийә зийаритини башлиди
şentop2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп вә униң һәмраһлиқидики һәйәт хизмәт зийарити үчүн сербийә пайтәхти белградқа йетип барди.

 түркийәниң белградта турушлуқ баш әлчиси һами аксой вә башқа мунасивәтлик мәсуллар белград никола тесла айродуруми  (Belgrad Nikola Tesla) да мустафа шәнтоп вә униң һәмраһлиқидики һәйәтни күтүвалди.

мустафа шәнтоп сербийә пирезиденти александар вуҗич вә баш министир ана бурнабич билән көрүшиду.

у сербийә миллий парламентини зийарәт қилип, мәнсәпдеши ивиҗа даҗич билән көрүшиду вә ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

  у түнүгүн (2021-йили 21-декабир) шималий македонийәдә түркчә маарип байрими мунасивити билән өткүзүлгән паалийәткә қатнашқан иди.

у қилған сөзидә, шималий македонийәдә йашайдиған түркләрниң рәсмий байрими болған «21-декабир түркчә маарип байрими» вәсилиси билән, бу йәрдә болғанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқини билдүрүп: «шималий македонийәдә түрк тили мәвҗутлуқиниң, бу җуғрапийәдики қериндашлиқниң күчийиши, македонийәниң мәдәнийәт байлиқи вә сийасий күчиниң йүкселиши нуқтисидин ейтқанда, һайатий әһмийәткә игә икәнликигә ишинимиз» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر