рәҗәп таййип әрдоған германийәниң йеңи баш министирини тәбриклиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған германйә баш министири олаф шолз (Olaf Scholz) билән көрүшүп, йеңи мәзгилдиму ортақ тонуш вә истратегийәлик қарашниң давамлиқ асасий орунда туридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

1750872
рәҗәп таййип әрдоған германийәниң йеңи баш министирини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (2021-йили 21-декабир) германийә баш министири олаф шолз билән телефонда көрүшти.

җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, көрүшүштә, түркийә-германийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуридиған қәдәмләр вә район мәсилилири музакирә қилинған.

рәҗәп таййип әрдоған германийә баш министири олаф шолзни вәзиписини башлиғанлиқи мунасивити билән тәбриклиди.

у йеңи мәзгилдиму икки дөләт мунасивәтлиридә ортақ тонуш вә истратегйәлик қарашниң давамлиқ асасий орунда туридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини әскәртип, қойуқ маслишиш вә даимлиқ алақиниң пайдилиқ икәнликини тәкитлиди.

у түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлириниң, әза болуш нуқтиийнәзирини асас қилған иҗабий күнтәртип рамкисида илгирилиши керәкликини билдүрди.

германийә һөкүмәт байанатчиси стефен һебштғайт (Steffen Hebestreit) әрдоған-шолзниң телефон сөһбити тоғрисида түнүгүн елан қилған йазма байанатида: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған баш министирни вәзиписини башлиғанлиқи мунасивити билән тәбриклиди» дегән иди.

байанатта, «түркийә билән германийә оттурисидики йеқин кординатсийәни давамлаштуруш мәсилисидә охшаш пикиргә игә. икки тәрәп мунасивәтлири вә ташқи сийасәт мәсилилири бу қетимқи көрүшүшниң мәркизий нуқтиси болди» дейилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر