шәнтоп: аз санлиқ мусулман милләтләр зулумға, зораванлиққа дуч келиватиду

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп аз санлиқ мусулман милләтләрниң зораванлиқ, зулум вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә дуч келиватқанлиқини, бу һәқтә һәрикәткә өтүш мәҗбурийәтлириниң барлиқини ейтти.

1745335
шәнтоп: аз санлиқ мусулман милләтләр зулумға, зораванлиққа дуч келиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр парламентлар бирликиниң 16 – нөвәтлик йиғини даирисидә, истанбул қурултай мәркизидә өткүзүлгән ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр парламентлар бирлики иҗраийә комитетиниң 46 – нөвәтлик  йиғиниға иштирак қилди.

йиғинға үчинчи қетим вә аридин 6 йил өткәндин кейин саһибханилиқ қилғанлиқлири вә нөвәтчи рәислик вәзиписини өткүзүвалғанлиқлири үчүн интайин хурсән икәнликлирини әскәрткән шәнтоп, нөвәтчи рәислик вәзиписини  мувәппәқийәтлик өтигәнлики сәвәбли буркина фасони тәбриклиди.  

дунйада тез сүрәттә әвҗ елип кетиватқан ислам дүшмәнлики, чәт әлликләргә өчмәнлик қилиш, хуш пеилсизлиқ вә ирқчилиқ қатарлиқ иҗтимаий кесәлликләргә болған тонушни өстүрүш мәҗбурийити барлиқлирини әскәрткән шәнтоп, болупму ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр парламентлар бирликигә әза болмиған дөләтләрдә йашаватқан аз санлиқ мусулман милләтләрниң, зораванлиқ, зулум вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә дуч келиватқанлиқини, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр парламентлар бирлики болуш сүпити билән бу һәқтә һәрикәткә өтүш мәҗбурийити барлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр парламентлар бирлики болуш сүпитимиз билән, бу һәқтә һәрикәткә өтүш, ашу қериндашлиримизға йардәм қолимизни сунуш, уларниң садаси болуш, қийинчилиқлирини, дәрд – әләмлирини пүткүл җаһанға аңлитиш мәҗүрийитимиз бардур.»

ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр парламентлар бирликиниң 13-маддисиниң 7-тармиқи рамкиси ичидә сийасий вә ташқи мунасивәтләр комитетида мәхсус комитет қуруш тәклипи сунған шәнтоп, мундақ дәп көрсәтти: «мусулманлар аз санлиқ милләт сүпитидә йашаватқан дөләтләрдики кишилик һәқ – һоқуқ мәсилилирини тәкшүрүш үчүн қурулидиған бу комитетниң, мәзкур мәсилиләрни йеқиндин вә рәсмий тәкшүрүш имканийити болиду, бу комитит бу һәқтә елан қилидиған доклатлар арқилиқ  мәзкур мәсилиләрни дунйа җамаәтчиликиниң күнтәртипигә киргүзиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر