түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 228 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 228 кишиигә йәтти.

1743025
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 228 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бир күн ичидә 353 миң 35 киши тәкшүрүлди вә булардин 20 миң 374 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.  

йеқинқи 24 саәт ичидә сақайғанларниң сани 19 миң 463 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 120 милйон 857 миң 540 кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر