мәһсулатларға «Made in Türkiye» ибарисиниң йезилиши тоғрисида һөҗҗәт чүшүрүлди

җумһур рәислик мәһкимисиниң експорт мәһсулатлири, һәр хил паалийәт вә хәт – чәкләрдә ишлитилип келиватқан « Made in Turkey » ибарисиниң орниға «Made in Türkiye » дегән ибарисиниң ишлитилиши тоғрисидики қарари рәсмий гезиттә елан қилди.

1742860
мәһсулатларға «Made in Türkiye» ибарисиниң йезилиши тоғрисида һөҗҗәт чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған имзалиқ уқтуруш һөҗҗитидә, түркийә җумһурийити дөлитиниң нәччә миң йиллиқ дөләт әнәнисигә асасән, қәдим түрк миллитигә йаришидиған шәкилдә сүпәтлик вә қиммәтлик хизмәтләрни ройапқа чиқарғанлиқи, хәлқниң уни мәдәнийәт вә қиммәт қаришини қоғдашни вә техиму йуқири пәллигә көтүрүшни асаслиқ вәзипилириниң бири сүпитидә қобул қилғанлиқи байан қилинди.

бу тонушни йақлиған һалда дөләт ичи - сиртида елип берилған хизмәтләрдә түрк миллитиниң узун тарихидин кәлгән қиммәт  қарашлириға алаһидә әһмийәт берилгәнлики оттуриға қойулған һөҗҗәттә, «түркийә» маркисиниң түркийәниң дөләт ичи вә хәлқара сәһнидики әң йүксәк маркиси дәп қобул қилинғанлиқи тәкитләнди.

һөҗҗәттә: «түркийә ибариси түрк миллитиниң күлтүри, мәдәнийити вә қиммәт қаришиға әң йахши шәкилдә вәкиллик қилмақта вә уни әң йахши йахши шәкилдә ипадилимәктә. бу даиридә, експорт мәһсулатлиримизда  < Made in Turkey > ибарисиниң орниға <Made in Türkiye > дегән ибарисини ишлитишни башлап, дөлитимизниң хәлқара содида иптихари болуватқан мәһсулатлиримиз  <Türkiye> ибариси билән тонутулди вә пүткүл дунйа билән учраштурулди. буниңдин кейинму барлиқ саһәләрдә дөлитимиз вә хәлқимизниң нәччә миң йиллиқ бирикмисиниң <Türkiye> маркиси астида вәкиллик қилиши нишан қилинмақта.

<Türkiye> маркисини күчәйтиш даирисидә, башта башқа дөләт, хәлқаралиқ идарә – органлар билән орнитилидиған рәсмий мунасивәтләр болуп, һәр хил паалийәт вә хәт – чәкләрдә <Turkey>, <Turkei>, <Turquie> қатарлиқ ибариләрниң орниға <Türkiye> ибарисиниң йезилишиға алаһидә сәзгүрлүк билән қарилиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر