түркийә б д т ниң «йеза - кәнт сайаһәт мәнзилгаһи» мукапатиға лайиқ көрүлди

б д т дунйа сайаһәт тәшкилати, түркийәдин нәвшәһир вилайитиниң мустафапаша йезиси билән сакарйа вилайтитиниң тарақли наһийәсини «йеза - кәнт сайаһәт мәнзилгаһи» мукапатиға лайиқ көрди.

1742364
түркийә б д т ниң «йеза - кәнт сайаһәт мәнзилгаһи» мукапатиға лайиқ көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқиниң байанатиға қариғанда, сайаһәтчиликни йеза – кәнтләрни тәрәққии қилдуруш, гүлләндүрүш вә кәң хәлқ аммисиниң параванлиқи үчүн муһим күчкә айландуруш мәқситидә, бу йил «әң йахши йеза – кәнт сайаһәт хизмити» ни ишқа кириштүргән б д т дунйа сайаһәт тәшкилати,  түркийәдин икки йеза – кәнтни «сайаһәт мәнзилгаһи» қилип таллиди.

нәвшәһир вилайитиниң мустафапаша йезиси билән сакарйа вилайтитиниң тарақли наһийәси, испанийәниң пайтәхти мадридта өткүзүлгән б д т  дунйа сайаһәт тәшкилатиниң 24 – нөвәтлик омумий кеңишидә «йеза - кәнт сайаһәт мәнзилгаһи» макапатини тапшурувалди.

мукапатқа еришиш риқабитидә, 32 дөләттин җәмий 44 йеза – кәнткә, өзигә хас тәбиий вә мәдәнийәт алаһидиликлири, бурундин тартипла изчил давамлишип кәлгән әнәниви турмуш усуллири, сиҗил вә кәң даирилик йеза - кәнт иқтисадий паалийәтлири түпәйли, «сайаһәт мәнзилгаһи» унвани берилди.

түркийәдин  нәвшәһир вилайитиниң мустафапаша йезиси билән сакарйа вилайтитиниң тарақли наһийәси, бу мукапатқа илтимас сунған 75 дөләттин  175  йеза – кәнт ичидин таллинип, бу мукапатқа лайиқ көрүлгән сайаһәт мәнзилгаһлири қатаридин орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر