әрдоған: муддәттин бурун сайлам өткүзүлмәйду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сайламниң муддәттин бурун әмәс, өз вақтида йәни 2023 – йили ийун ейида өткүзүлидиғанлиқини ейтти.

1737599
әрдоған: муддәттин бурун сайлам өткүзүлмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, адаләт вә тәрәққийат партийәси рәһбири рәҗәп таййип әрдоған, партийәсиниң вилайәт мәсуллириниң кеңәйтилгән йиғиниға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, муддәттин бурун сайлам өткүзүлүп – өткүзүлмәйдиғанлиқиға алақидар талаш – тартишлар һәққидә тохтилип мундақ деди: «бәзиләр техичә муддәттин бурун сайлам өткүзүлүп өткүзүлмәйдиғанлиқи һәққидә талаш – тартиш қиливатиду, муддәттин бурун сайлам өткүзүлмәйду, сайлам өз вақтида, йәни 2023 – йили ийун ейида өткүзүлиду, 2023 – йили өткүзүлидиған сайламда һәм җумһур рәислик һөкүмәт түзүми қазиниду, һәмдә җумһур иттипақи (ақ партийә билән милләтчи һәрикәт партийәси ) парламентта көп санлиқни шәкилләндүрүп, рекортни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر