әрдоған хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати йиғиниға синлиқ телеграмма йоллиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати омумий кеңиши йиғиниға синлиқ телеграмма йоллиди.

1737444
әрдоған хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати йиғиниға синлиқ телеграмма йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, синлиқ телеграммисида, қачқун фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлири вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң каттибашлириниң түркийәгә қайтуруп берилишидә башқа дөләтләрдин күчлүк һәмкарлиқ орнитишини күтүватқанлиқлирини ейтти.

хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилатиниң 89 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини, истанбулда башланди.

хәлиҗ йиғин залида өткүзүлгән ечилиш мурасимиға, ички ишлар министири сулайман сойлуму иштирак қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, йиғинға йоллиған синлиқ телеграммисида, мундақ деди: «болупму қачқун фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлири вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң каттибашлириниң түркийәгә қайтуруп берилишидә башқа дөләтләрдин күчлүк һәмкарлиқ орнитишини күтүватимиз, (2016 – йили 15 – ийул һәрбий – сийасий өзгириш тәшәббуси арқилиқ )демократийәгә қәст қилған, әр - айал, нарисидә бала, қери – йаш вә дөләт хадими демәстин мәсум инсанларни қәтл қилған террорчиларниң худди һеч иш болмиғандәк әркин – азадә айлинип йүрүшлиригә йол қойулмаслиқи лазим.»

игилинишичә, хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилатиниң бу йилқи омумий кеңәш йиғиниға, министир, муавин министир, мәслиһәтчи, хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкили дәриҗилик болуп, җәмий 160 тин артуқ дөләттин вәкил қатнашмақта икән.

омумий кеңәш йиғини даирисидә, хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилатиниң рәһбири, муавин рәһбәрлири вә иҗраийә комитетиниң әзалири, истанбулда өткүзүлидиған сайлам арқилиқ бекитилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر