әрдоған тарихни қоғдаш җәһәттики хизмәтлири һәққидә муһим сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әң дәсләпки дәврләрдин тартип һазирғичә болған барлиқ тарихни қоғдаш үчүн һәр хил қәдәмләрни ташлиғанлиқлирини вә һәр түрдә мәбләғләрни селишни давамлаштуридиғанлиқлирини ейтти.

1733853
әрдоған тарихни қоғдаш җәһәттики хизмәтлири һәққидә муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһуррәис рәҗәп таййип әрдоған: «биз музейи намрат дөләт болуштин қутулимиз, музейлар җәһәттә дунйа билән риқабәтлишиватимиз вә риқабәтлишишни давамлаштуримиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (2021-йили 14-нойабир) ки чанаққәлә зийарити җәрйанида, түркийәдә селинған әң гүзәл вә әһмийәтлик күлтүр - сәнәт әсәрлиридин бири болған тройа музейиниң ечилиш мурасимини өткүзүшниң өзигә несип болғанлиқини билдүрди.

түркийәниң һәрқайси җайлиридики әң заманиви музейларниң өз һакимийәт дәвридә йасалғанлиқини вә буниңдин кейинму шундақ қилишни давамлаштуридиғанлиқлирини әскәрткән әрдоған: «биз йалғуз тарихниң маддий йадикарлиқлиринила әмәс, бәлки инсаний қиммәт қаришиниму қоғдаватимиз вә игә чиқиватимиз. биз музей намрат дөләт болуштин қутулимиз, музейлар җәһәттә дунйа билән риқабәтлишиватимиз вә риқабәтлишишни давамлаштуримиз» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر