түркийәниң саһибханилиқида шәрқий ақдеңиз һәрбий манивери башланди

түркийәниң саһибханилиқида «2021 – йиллиқ шәрқий ақдеңизға тәклип» намлиқ һәрбий манивер башланди.

1728324
түркийәниң саһибханилиқида шәрқий ақдеңиз һәрбий манивери башланди

түркийә авази радийоси хәвири: һәрбий манивер даирисидә, көзәткүчиләр вә ахбарат васитилириға, муғла вилайитиниң мармарис наһийәсидики «ақсаз деңиз армийәси базиси» да турушлуқ «TCG Bayraktar» намлиқ парахот һәққидә мәлумат бериш мурасими өткүзүлди.

мурасимда, лейтенант полковник җүнәйт талайман, 1-нойабирдин 12-нойабирғичә, деңиз армийәси қоманданлиқ иштаби тәрипидин шәрқий ақдеңизда өткүзүлидиған һәрбий маниверниң нишаниниң, көп дөләтлик ортақ бир күч һәм рәсмий вә аммиви тәшкилатларниң иштирак қилишида, инсанпәрвәрлик йардәм вә тәбиий апәтләргә тақабил туруш тәдбирлирини аммиви реаллиқ асасида синақ қилиш икәнликини,  маниверға, 10 дөләттин 35 парахот вә 5 миң хадимниң қатнашқанлиқини байан қилди.

һәрбий манивер  даирисидә, 2023-вә 2028-йиллири шималий атлантик әһди тәшкилати тақабил туруш қисмидики деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиға охшиған муһим вә һөрмәткә сазавәр вәзипини өз үстигә елиши пиланлиниватқан түркийә деңиз армийәси хизмәт гурупписиниң тәййарлиқ хизмити ишлишиниң нишан қилиниватқанлиқини әскәрткән талайман, манивер ға йәнә, бәһрәйн, ирақ, ийорданийә, ливийә, нигерийә, пакистан, умман вә украинадин 11 күзәткүчиниң қатнашқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әзәрбәйҗандин 1 Boarding  әтрити, пакистандин бир қоғдиғучи парахот  билән бир су асти зәрбидарлар әтрити, шималий атлантик әһди тәшкилати даимий вәзипә өтәш гурупписи  -2 (SNMG-2)  дин бир қаравулхана парахоти вә 3 мина тазилаш парахоти,  шималий атлантик әһди тәшкилати иттипақдаш деңиз армийәси қоманданлиқ иштаби (MARCOM) ниң бир 1 вәкили манивер қатнишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر