түркийә афғанистанда мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә афғанистанниң пайтәхти кабулдики бир дохтурханиниң дәрвазиси алдида йүз берип нурғун адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған бомба һуҗумлирини әйиблиди.

1728340
түркийә афғанистанда мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, кабулдики сәдар давудхан һәрбий дохтурханисиниң дәрвазиси алдида йүз бәргән икки бомба һуҗуми вә арқидин йүз бәргән тоқунушта адәм өлүш әһвалиниң көрүлгәнлики вә нурғун адәмниң йариланғанлиқидин қайғуруш ичидә хәвәр тепилғанлиқини билдүрди.

байанатта: «бу инсан қелипидин чиққан террорлуқ һуҗумини әйибләймиз, һайатидин айрилғанларға аллаһтин мәғпирәт тиләймиз, уларниң йеқин – йуруқлири билән дост вә қериндаш афғанистан хәлқидин һал сораймиз вә йаридарларға тез шипалиқлар тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

талибан әмәлдари ениқ санини тилға алмастин һуҗумларда адәм өлүш әһвалиниң көрүлгәнликини, вәқәдә кәм дегәндә 20 адәмниң йарилғанлиқини билдүрүп, нәқ мәйдандики әһвалларни көргүчиләрниң сөзлиригә қариғанда 10 дин артуқ адәмниң қаза қилғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر