әрдоған байдин билән ф—35 күрәшчи айропиланлар мәсилиси тоғрисида сөзлишидиғанлиқини билдүрди

җумһур рәис әрдоған (түнүгүнки) бир күнлүк әзәрбәйҗан зийаритидин қайтиветип айропиланда мухбирлар билән күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида сөһбәтләшти.

1725809
әрдоған байдин билән ф—35 күрәшчи айропиланлар мәсилиси тоғрисида сөзлишидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шотландийәниң гласгов шәһиридә америка пирезиденти җо байдин билән көрүшидиғанлиқини байан қилип: «бу қетимқи учришишимизниң әң муһим темиси әлвәттә F-35  (күрәшчи айропиланлар мәсилиси) болиду» деди.

җумһур рәис әрдоған (түнүгүнки) бир күнлүк әзәрбәйҗан зийаритидин қайтиветип айропиланда мухбирлар билән күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида сөһбәтләшти.

әрдоған зийарити җәрйанида әзәрбәйҗанниң (30 йилға йеқинн давамлашқан әрмән ишғалидин) азад қилинған йәрләрниң тәрәққийатиға мунасивәтлик хизмәтлирини йеқиндин көзитиш, һәмдә районниң иқтисадий йошурун күчини қезип чиқириш вә йеңи қатнаш линийәлиригә даир паалийәтләрни көздин кәчүрүш пурситигә игә болғанлиқини ейтти.

иранниң әзәрбәйҗанниң исраилийә билән болған сода һәмкарлиқиға билдүргән инкаси тоғрисида тохталған әрдоған, һәрқайси дөләтләрниң бир - бириниң қарар механизимиға тәсир көрсәтмәслики керәкликини тәкитләп, иранниң бу йәрдә ақиланә һәрикәт қилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.

җумһур рәис әрдоған, 10 баш әлчиниң түрмидики осман кавалани қойуп бериш һәққидики чақириқи вә униңға қарита түркийәниң билдүргән инкаси тоғрисида тохтилип: «биз басқан бу қәдәм биравға күч көрситиш әмәс, пәқәт түркийәдә ишләватқан баш әлчиләрниң түркийәниң ички ишлириға арилашмаслиқини (капаләтләндүрүштур). һәр қандақ баш әлчиниң өзи ишләватқан дөләтниң ички ишлириға арилишиш һоқуқи йоқ» деди.

әрдоған бу мәсилә тоғрисидики америка гезитлириниң мавзулириға баһа берип: «мениң китабимда кәйнигә чекиниш йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған америка пирезиденти байдин билән гласговда өткүзидиған учришишиға ишарәт қилип: «әлвәттә, бизниң бу учришиштики әң муһим темимиз F-35 мәсилиси. F-35 үчүн 1 милйард 400 милйон доллар пул төлидуқ. улар билән бу пулниң бизгә қандақ қайтурулидиғанлиқи мәсилисини музакирә қилишимиз керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

американиң түркийәгә F-16 айропилани беришни пиланлаватқанлиқи тоғрисидики бир қисим учурларға еришкәнликини ипадилигән әрдоған: «биз тапшурувалған учур шуки, уларниң бу иш арқилиқ (F-35 ниң пулини) төләш пилани бар. бу растму йаки әмәсму? улардин сорап билимиз. әң йуқири сәвийәдә, әлвәттә, бу иш тоғрисида мениң байдин билән сөзлишишим тоғра болиду. әһвал мушундақ болса, шуниңға мас һалда келишим һасил қилған болимиз» деди.

әрдоған йәнә, түркийәниң  терроризмға қарши күрәшни дөләт ичи - сиртида қәтий ирадә билән давамлаштуридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر