җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси римда сөһбәт йиғини ачиду

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси, италийәниң пайтәхти римда сөһбәт йиғини өткүзиду.

1725871
җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси римда сөһбәт йиғини ачиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси, 10-айниң 30-, 31-күнлири италийәниң пайтәхти римда өткүзүлүши пиланлиниватқан 20 дөләт гуруһи башлиқлар учришишидин илгири, «ковид -19 дин кейинки йәр шариниң башқурулуши: түркийәниң техиму баравәр, адил, чидамчан вә сиҗил дунйа бәрпа қилиш тәсәввури» дегән темида сөһбәт йиғини өткүзиду.

сөһбәт йиғинида, ковид -19 йуқумидин кейин барлиққа кәлгән йеңи дунйа тәртипидә түркийәниң йәр шарини башқуруш усулиға қарита тутидиған позитсийәси, 20 дөләт гуруһи вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң роли, һәмдә түркийәниң б д т ислаһати тоғрисидики тәклиплири музакирә қилиниду.

сөһбәт йиғинида йәнә, келимат өзгириши, йеңилиқ йаритишни қоллаш, намратлиқ вә тәңсизликни йеңишниң йоллири, иқтисад вә пул-муамилә саһәсидә йәр шариви башқурушни күчәйтишниң йоллири қатарлиқ күнтәртиптики нурғун мәсилиләр муһакимә қилиниду.

сөһбәт йиғини җәрйанида G-20 башлиқлар йиғини вә күнтәртиптики темилар тоғрисида мунасивәтлик саһәләрниң мутәхәссислири билән сөһбәтләр өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر