әрдоған бүгүн үч күнлүк африқа зийаритини башлиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бүгүн (2021-йили 17-өктәбир) үч дөләтни өз ичигә алған африқа зийаритини башлиди.

1720781
әрдоған бүгүн үч күнлүк африқа зийаритини башлиди


түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 17-өктәбирдин 20-өктәбиргичә мәнсәпдашлириниң тәклипигә бинаән ангола, того вә нигерийәдә зийарәттә болиду.
җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң байанатида, әрдоғанниң ангола зийаритиниң түркийәдин бу дөләткә қилинған җумһур рәислик сәвийәсидики тунҗи рәсмий зийарәт икәнлики билдүрүлди.
ангола пирезиденти җов мануел гончалвес лоренчониң ийул ийидики түркийә зийарити билән тәрәққий қилған сийасий вә иқтисадий мунасивәтләрниң, бу қетимқи тарихий әһмийәткә игә зийарәт билән техиму раваҗлинидиғанлиқи билдүрүлди. әрдоғанниң ангола зийарити җәрйанида ангола дөләт мәҗлисидә нутуқ сөзләйдиғанлиқи уқтурулди.
байанатта, того зийаритиниңму түркийәдин җумһур рәислик сәвийәсидә қилинған тунҗи рәсмий зийарәт болидиғанлиқи ноқтисидин  тарихи әһмийәткә игә икәнлики вә ломедики учришишларда өзара мунасивәтләрниң һәрқайси җәһәттин музакирә қилинидиғанлиқи  шундақла һәмкарлиқниң күчәйтилишигә әһмийәт берилидиғанлиқи билдүрүлди.
байанатта йәнә, җумһур рәис әрдоғанниң африқа зийаритиниң ахирқи бекитидә чоңқур йилтизлиқ қойуқ мунасивәтлири болған нигерийәни зийарәт қилидиғанлиқи вә ауҗада өткүзүлидиған рәсмий учришишларда мәвҗут һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш үчүн ташлинидиған қәдәмләрниң музакирә қилинидиғанлиқи әскәртилди.
бу зийарәтләрниң өзара мунасивәтләридин башқа йәнә район вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурушқа пурсәт йаритип беридиғанлиқи оттуриға қойулди.
әрдоғанниң ангола вә нигерийә зийарити җәрйанида өткүзүлидиған сода мунбири йиғинида , сода дунйасиниң вәкиллири билән көрүшидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر