чавушоғлу сүрийәдики һуҗумларда америка билән русийәниңму җавабкарлиқи барлиқини оттуриға қойди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, сүрийәдики террорчиларни тазилаш үчүн қилишқа тегишлик ишниң һәр қандиқиниң қилинидиғанлиқини ейтти.

1719024
чавушоғлу сүрийәдики һуҗумларда америка билән русийәниңму җавабкарлиқи барлиқини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә никарагуа ташқи ишлар министири денис монкада колиндрес билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида, й п г / п к к террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәдики һуҗумлири тоғрисида тохталди.

йеқиндин буйан бу хилдики һуҗумларниң көрүлүшкә башлиғанлиқини؛ әң йеңи һуҗумларда русийә вә америка қошма штатлириниңму җавабкарлиқиниң барлиқини тәкитлигән чавушоғлу: «һәр икки дөләт бу террорчиларни кәм дегәндә 30 киломитир җәнубқа чиқириветидиған болғаниди. русийә тәл рифат билән мунбични тазилайтти. бу вәдиләр әмәлгә ашурулмиди» деди.

чавушоғлу русийә вә американиң сөзигә әмәл қилмиғанлиқини әскәртип: «улар <һуҗумларни әйибләймиз> дейишиватиду, әмма ким бу қоралларни бериватиду, сән бериватисән, андин рәсмийәт үчүн әйибләп байанат елан қилисән. бу террорчилар бу йәрдә болғиниға қариғанда, бизниң қилишқа тигишлик ишимиз өз киндик беғимизни өзимизниң кесишидур. уларни тазилаш үчүн қилишқа тегишлик ишларниң һәрқандиқини қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң һәптә ахирида сүрийәниң мәра базирида елип барған пәскәшләрчә террорлуқ һуҗумида икки сақчи шеһит болғаниди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму алдинқи күни байанат елан қилип, мәзкур районда һәрбий һәрикәт елип берилидиғанлиқиниң сигналини бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر