шималий ирақта п к к әзаси үч террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә армийәси п к к террорлуқ тәшкилатиниң ирақниң шималидики террорчилириға зәрбә беришни давамлаштурмақта.

1717129
шималий ирақта п к к әзаси үч террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи твиттердики адреси арқилиқ байанат берип, ирақниң шималидики авашин районида орни ениқланған п к к әзаси үч террочиниң һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

байанатта «террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қилишни давамлаштуримиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر