алтун мәркәз банкиси башлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң йалғанлиқини оттуриға қойди

фаһрәттин алтун рейтерниң түркийә мәркизи банкиси башлиқи шаһап кавҗиоғлу тоғрисидики хәвириниң йалғанлиқини оттуриға қойди.

1716910
алтун мәркәз банкиси башлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң йалғанлиқини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, әнглийә ахбарат агентлиқи — рейтерниң түркийә мәркизи банкиси башлиқи шаһап кавҗиоғлу тоғрисидики хәвириниң йалғанлиқини оттуриға қойди.

фаһрәттин алтун өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида инглизчә вә түркчә  учур һәмбәһриләп, «ташқи сийасәт» журнилиниңму түркийә һәққидә йалған хәвәр елан қилғанлиқини әскәртип, бу хәвәрни «йалған хәвәр»гә үлгә қилип көрсәтти.

у учурида: «биз илгири йалған хәвәрләрни иҗтимаий таратқуларниң мәсилиси дәп ойлайттуқ. әмма һазир асасий еқимдики таратқуларниңму охшаш мәсилигә дуч кәлгәнликини көрүватимиз. һәтта чоң ахбарат органлириму бу хил йалғанларни асанла тарқитиватиду. бу кишини әндишигә салидиған әһвал. (бу хәвәрләрниң) һәр иккиси йалған» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر