чавушоғлу опилийә музейини зийарәт қилди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу украинада опилийә музейини зийарәт қилди.

1716626
чавушоғлу опилийә музейини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә – украина бирләшмә истиратегийәлик пилан түзүш гурупписиниң 9 – нөвәтлик йиғиниға қатнишиш үчүн украинада зийарәттә болуватқан ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, украинада, биринчи дунйа урушида галичйа алдинқи сепидә шеһит болуп кәткән түрк әскәрләр  йетиватқан лопушинйа вә роһатиндики түрк шеһитгаһлиқлиридин кейин, опилийә музейини зийарәт қилди.

чавушоғлу, украина ташқи ишлар министири кубела билән бирликтә музей һәққидә учур игиләп, бир – биригә һәдийәләрни тәқдим қилғандин кейин, мундақ деди: «рәсмий учришишлиримиздин кейинки бу зийаритимиз һәммимизни чәксиз һайаҗанға ташлиди, шеһитлиримизни зийарәт қилдуқ, дуа қилдуқ, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр һәқиқий достлуққа асаслиниду, дәрвәқә, мән бүгүн зийарәт қилған шеһитгаһлиқлиримиз билән бу музей, достлуқимиз вә һәмкарлиқимизниң наһайити узунға созулидиғанлиқини көрситиду, өтмүшимиз, әҗдадлиримиз вә тарихимиздин узуқлинип, келәчәккиму бирликтә қәдәм ташлаймиз.»

у йәнә, учришишларниң наһайити мувәппәқийәтлик өткәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر