ақар: шеһитниң қени йәрдә қалмиди

сүрийәниң фират қалқини һәрбий һәрикити районида шеһит қилинған түрк әскириниң қениниң йәрдә қалмиғанлиқи билдүрүлди.

1716425
ақар: шеһитниң қени йәрдә қалмиди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң фират қалқини һәрбий һәрикити районида шеһит қилинған түрк әскириниң қениниң йәрдә қалмиғанлиқи, дәсләпки тәкшүрүшләргә асасланғанда һуҗумни садир қилған бәш террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи уқтурулди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар дөләт мудапиә университети деңиз армийәси мәктипиниң 2021 – 2022 – йиллиқ оқу – оқутуш мурасимида сөз қилип, террорчиларниң фират қалқини һәрбий һәрикити районидики һуҗумида шеһит болған әскәрни өз ичигә алған барлиқ шеһитләргә рәһмәт тилиди вә «шеһитлиримизниң қанлирини йәрдә қоймидуқ, қоймаймиз. дәсләпки тәкшүрүшләргә асасланғанда, һуҗумни садир қилған бәш террорчи қораллири билән бирликтә өлүк һалда қолға чүшүрүлди. зәрбә бериш һәрикәтлиримиз давам қилмақта. алдимиздики саәтләрдә бу санни көпийиду, дәп қараватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

министир ақар 40 йилдин буйан түркийәниң бешиға бала болуп келиватқан террорчиларни йоқитиш ирадилириниң қәтий икәнликини әскәртип: «бу пәқәт бизниңла әмәс, охшашла қошнилиримиз үчүнму зор утуқ болиду. 2015 – йили 24 – ийул терроризмға қарши күрәш саһәсидә башланған йеңи мусапә ичидә һазирғичә 18582 террорчи бир тәрәп қилинди. 2021 – йили 1 - йанвардин буйан 2136 террорчи бир тәрәп қилинди» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر