министир чавушоғлу украинада

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн украинаниң лвив шәһиридә украина дипломатийә министири димитро кулеба билән көрүшти.

1716345
министир чавушоғлу украинада

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түркийә – украина  9 – нөвәтлик қошма истиратегийәлик пилан түзүш гурупписи йиғиниға қатнишиш үчүн украинаға йетип барди.

лвив айродурумида түркийәниң кийев баш әлчиси йамғур әһмәд гүлдәрә тәрипидин қарши елинған министир чавушоғлу,  украина дипломатийә министири димитро кулеба билән көрүшкәндин кейин, һәйәтләр ара учришишларға рийасәтчилик қилди.

икки министир кейинчә, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи билән украина ташқи ишлар министирлиқи оттурисидики 2022 – 2023 – йиллиқ мәслиһәт кеңиши йиғинлири пиланини имзалиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر