ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 4 террорчи бир тәрәп қилинди.

1715427
ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, түркийә армийәси билән дөләт бихәтәрлик оргининиң, ирақниң шималидики һақурқ районида һәмкарлишип елип барған һәрбий һәрикәт давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 4 террорчи бир тәрәп қилинған.

йәнә бир тәрәптин, түркийә дөләт бихәтәрлик оргининиң, ирақниң шималидики гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип барған һәрбий һәрикити давамида, 2012 – йили һаққари дағлиҗада йүз бәргән вә 8 әскәр шеһит болуп кәткән һуҗумға қатнашқучилар қатаридин орун алған «дохтур роди» ләқәмлик террорчи өзҗан йилдиз бир тәрәп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر