италийә баш министири әрдоғанни римға тәклип қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған италийә баш министири марийо драги (Mario Draghi) билән телефонда көрүшти.

1705037
италийә баш министири әрдоғанни римға тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған көрүшүштә, нато иттипақдиши италийәдин түркийәниң икки тәрәп мунасивәтлиригә бәргән әһмийитигә уйғун җаваб көрүшни халайдиғанлиқлирини әскәртти.

у италийәниң түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлириниң тәрәққий қилдурулушиға вә әзалиқ мусаписигә қаритилған пиринсипаллиқ қоллишиниң күчлүк шәкилдә давамлишидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтип, таможна бирләшмисини йеңилаш музакирәлирини балдуррақ вә шәртсиз башлашниң, һәммигә пайдилиқ икәнликини, 18-март көчмәнләр келишиминиму бир пүтүн һалда йеңилашниң зөрүр икәнликини қәйт қилди.

у йәнә, афғанистан талибанниң контроллуқиға өткәндин кейин, дөләттә йеңи вәзийәтниң пәйда болғанлиқини, инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш үчүн талибан билән алақини сақлап қелиш керәкликини؛ ундақ болмиғанда, «аллибурун йуқири пәллигә чиққан» көч бесиминиң техиму күчийидиғанлиқини тәкитлиди.

ливийәдики сайламниң вақтида өткүзүлүшини қоллайдиғанлиқлирини байан қилған рәҗәп таййип әрдоған, түркийә болуш сүпити билән, ливийәниң тәлипигә асасән икки тәрәпниң келишимлири асасида қанунлуқ бихәтәрлик қисимлирини тәрбийәләш вә мәслиһәт бериш хизмәтлири билән тәминләйдиғанлиқлирини тәкитлиди.

италийә баш министири марийо драги рәҗәп таййип әрдоғанни өктәбирдә өз дөлитиниң рийасәтчиликидә римда өткүзүлидиған G-20 рәһбәрләр йиғиниға тәклип қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر