ирақниң шималий вә сүрийәниң шималида террористларға зәрбә берилди

ирақниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|к җ к ға әза үч террорист бир тәрәп қилинди.

1705278
ирақниң шималий вә сүрийәниң шималида террористларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә хәвпсизлик тармақлиридин елинған мәлуматларға асасланғанда,мәтинада пәнҗә-гүлдүрма һәриктидики хәвпсизлик тармақлириға қарши һуҗум тәййарлиқини қиливатқан п к к|к җ к ға әза үч террорист байқалған.

түркийә миллий истихбарат тәшкилатиниң түнүгүнки (2021-йили 8-сентәбир) һәрикитидә, үч террорист бир тәрәп қилинған.

сүрийәниң шималидиму п к к ға әза алтә террорист бир тәрәп қилинған иди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң бу һәқтики байанатида: «террорлуқни мәнбәсидә йоқитишни давамлаштуруватимиз. сүрийәниң шималидики фират қалқини районида һуҗум тәййарлиқини қиливатқанлиқи ениқланған п к к|й п г террористлири қәһриман әскәрлиримизниң мувәппәқийәтлик һәрикитидә тармар қилинди» дейилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر