фоча вә датча наһийәлириниң деңиз тәвәликидә бир топ көчмәнләр қутқузувелинди

измирниң фоча наһийәсидә гиретсийә саһил қоғдаш қисимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтуруветилгән 74 көчмән қуруқлуққа чиқирилди.

1703663
фоча вә датча наһийәлириниң деңиз тәвәликидә бир топ көчмәнләр қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә саһил бихәтәрлик қоманданлиқ иштаби фоча наһийәсиниң деңиз тәвәликидә көчмәнләрниң барлиқи мәлуматини тапшуруп алғандин кейин, районға саһил бихәтәрлик хадимлирини әвәтти.

хадимлар гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири түркийә деңиз тәвәликигә ташлап қойған җәмий 74 көчмәнни қутқузувалди.

муғланиң датча наһийәсидиму гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири түркийә деңиз тәвәликигә қайтурувәткән 21 көчмән түркийә саһил бихәтәрлик қисимлири тәрипидин қутқузувелинди.

қуруқлуққа чиқирилған көчмәнләр мунасивәтлик рәсмийәтлири беҗирилгәндин кейин, өзлири туруватқан районлардики вилайәтлик көч идарисиға тапшуруп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر